нуман қуртулмуш: «байдин әпәнди америкини әрменийә лобисиға гөрүгә тутуп бәрди»

адаләт вә тәрәққийат партийиси муавин рәиси нуман қуртулмуш америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йилдики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиғанлиқиға қарита, «байдин әпәнди америкини әрменийә лобисиға гөрүгә тутуп бәрди» деди.

1634418
нуман қуртулмуш: «байдин әпәнди америкини әрменийә лобисиға гөрүгә тутуп бәрди»

түркийә авази радийоси хәвири: нуман қуртулмуш мәрһум әзәрбәйҗан президенти һәйдәр әлийев туғулғанлиқиниң 98 - йиллиқини хатириләш паалийити мунасивити билән адаләт вә тәрәққийат партийиси шундақла йеңи әзәрбәйҗан партийиси бирлишип уйуштурған тор йиғинида нутуқ сөзлиди.

нуман қуртулмуш америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йилдики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атишиниң қарабағдики муҗадилә җәрйанида ишләткән өктичи сөзлириниң давами икәнликини тәкитләп, «(байдин) мәйли немә дейишидин вә мәйли қандақ тил ишлитишидин қәтийнәзәр, уларниң сөзлириниң тарихни өзгәртиши йаки тарихи пакитларни өзгәртәлиши мумкин әмәс. биз очуқ қилип ейтип қойимизки, байдин әпәндиниң бу сөзлири асассиздур. һәқиқәтән сийасий мәқсәтләр үчүн ейтилған вә әмәний лобилириниң көңлини хош қилиш үчүн тилға алған сөзләрдур. техиму очуқрақ қилип ейтип қойайки, байдин әпәнди америкини әрменийә лобисиға гөрүгә тутуп бәрди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر