җумһур рәис әрдоған сәуди әрәбистан падишаһи сәлман билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз ал сууд билән телефонлашти.

1634100
җумһур рәис әрдоған сәуди әрәбистан падишаһи сәлман билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси, җумһур рәис әрдоғанниң сәуди әрәбистан падишаһи сәлманға телефон қилип, йеқинлишиватқан қәдир кечиси вә роза һейтини тәбриклигәнликини؛ сөһбәт җәрйанида икки дөләт мунасивәтлири һәмдә өзара һәмкарлиқни илгири сүрүш мәсилилири тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

җумһур рәис әрдоған билән падишаһ сәлманниң 2020 – йили 21 – нойабирдики телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири, шундақла нөвәтчи рәисликини сәуди әрәбистан үстигә алған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини тоғрисида пикир алмаштурулған؛ икки рәһбәр, мунасивәтләрни гүлләндүрүш вә сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн сөһбәт линийәлириниң очуқ тутулуши тоғрисида бирдәклик һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر