һулуси акар башчилиқидики рәһбәрләр гөлҗүк деңиз армийә қисимлирини көздин кәчүрди

дөләт мудапиә министири һулуси акар «пәнҗә-чақмақ һәрбий һәрикәтлири» дә бир тәрәп қилинған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза террорист саниниң 68 гә чиққанлиқини елан қилди.

1634266
һулуси акар башчилиқидики рәһбәрләр гөлҗүк деңиз армийә қисимлирини көздин кәчүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар, армийә иштаб башлиқи йашар гүләр, деңиз армийә қомандани аднан өзбал қатарлиқ рәһбәрләр гөлҗүк деңиз армийә қисимлирини көздин кәчүрди.

минстир һулуси акар 2021-йили 23-апрел «пәнҗә-чақмақ һәрбий һәрикәтлири» ниң башланғанлиқини хатириләткән һалда: «бу һәрбий һәрикәтлиримиз мувәппәқийәтлик давамлишиватиду. бир қанчә күн алдидики һәрбий һәрикәттә бир өңкүрдә алтә террорист бир тәрәп қилинди. 23-апрелдин бүгүнгичә җәмий 68 террорист бир тәрәп қилинди» деди.

у сөзидә, қибрисниң түркийәниң миллий дәваси икәнликини тәкитләп, аралда икки дөләтлик бир қурулминиң шәрт икәнликини билдүрди. у мундақ деди:

«түркийәгә қарши тәһдит билән бир йәргә баралмайдиғанлиқлирини билишини күтмәктимиз.»

у түркийәниң әгә, шәрқий ақдеңиз вә қибристики мәйдани арқилиқ мәсилиләрни сийасий йол билән һәл қилиш издинишлириниң йолини ачқанлиқини әскәртип, түркийәниң һечкимниң земинида, сүйидә вә һәқ-һоқуқида көзиниң йоқлуқини қәйт қилди.

у: «һәммә кишиниң зәрричилик һәқ-һоқуқимизға хилаплиқ қилишқа йол қоймайдиғанлиқимизни билиши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر