гиретсийә түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә көчмән қутқузувелинди

баликәсирниң айвалиқ наһийәсидә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 39 көчмән қутқузувелинди.

1634144
гиретсийә түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири, гүнәш арили тәвәликидики бир камер кемидә бир түркүм тәртипсиз көчмәнләрниң барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуриға асасән дәрһал һәрикәткә өтүп, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған 39 көчмәнни қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

көчмәнләр мунасивәтлик рәсмийәтләр беҗирилгәндин кейин айвалиқ наһийәлик чәт әлликләрни қайтуруветиш мәркизигә өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر