чавушоғлу германийәдә зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу германийәдә хизмәт зийаритидә болиду.

1634516
чавушоғлу германийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир мәвлүт чавушоғлуниң әтә германийәдә хизмәт зийаритидә болидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, зийарәт җәрйанида икки дөләт вә районлуқ мәсилиләр билән бирликтә, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири тоғрисидиму сөһбәт елип берилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر