чавушоғлу силовенийә дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу дөләт ишлири зийаритидә болуватқан силовенийәдә дипломатийә министири анзе логар билән көрүшти.

1633844
чавушоғлу силовенийә дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, йавропа иттипақиниң келәр қетимлиқ нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалидиған силовенйәниң пайтәхти лийубилйанадики учришишлири даирисидә, силовенийә дипломатийә министири логар билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барди, арқидин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу, бу йәрдә қилған сөзидә, учришишларниң наһайити мувәппәқийәтлик болуватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, йавропа иттипақи дөләтлириниң бәзисидә кишилик һоқуқ саһәсидә мәсилиләр көрүлүшкә башлиғанлиқини, җүмлидин, ислам дүшмәнлики вә анти семитик һуҗумларниң әвҗ елип кетиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу мәсилиләргә қарши һәммимиз бирликтә күрәш қилишимиз керәк.»

силовенийә дипломатийә министири анзер логарму, чавушоғлуниң ливийәдики учришишлири вә афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә өзлиригә мәлумат бәргәнликини әскәртип мундақ деди: «бу бизгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә. буниңдин башқа йәнә, көчмәнләр мәсилисидики келишимниң йеңилиниши, йавропа иттипақи нөвәтчи рәислик вәзиписи әснасида силовенийә үчүн муһим күнтәртип маддилиридин бири болиду.»

у, өзара мунасивәтләрни техиму чоңқурлаштуруш мәсилисидә ортақ тонушқа игә икәнликлирини қәйт қилди.

чавушоғлу, учришишлири даирисидә, ислам җәмийитиниң башлиқи мүфтү нәдзад грабус биләнму бир йәргә җәм болди, һәмдә аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «учришишта, силовенйәниң пайтәхти лийубилйанадики тунҗи җамә қурулуши вә ислам мәдәнийәт мәркизиниң хизмәткә кириштүлүши мунасивити билән,  йеқинда вәзиписидин айрилидиған ислам җәмийитиниң башлиқи мүфтү нәдзад грабусни тәбриклидуқ, һәмдә тоғра рәһбәрлики вә хизмәтлири үчүн униңға миннәтдарлиқ билдүрдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر