үстидин тутуш буйруқи чиқирилған бир түркүм террорчилар бир тәрәп қилинди

дийарбакирниң лиҗә наһийәси тағлиқ районида 29 -  апрел (2021) уҗуқтурулған п к к әзаси алтә террорчиниң үчиниң тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликидики террорчилар икәнлики ениқланди.

1633066
үстидин тутуш буйруқи чиқирилған бир түркүм террорчилар бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дийарбакирниң лиҗә наһийәси тағлиқ районида 29 -  апрел (2021) уҗуқтурулған п к к әзаси алтә террорчиниң үчиниң тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликиниң қизил, сериқ вә күлрәң категорийәсидә исми бар террорчилар икәнлики ениқланди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, мәзкур террорчилардин суна ташниң 2011  йили дийарбакирдин террорлуқ тәшкилатиға қетилғанлиқини вә тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң қизил рәңлик категорийәсидики мәлум қилғучиларға бир милйон лира мукапат берилидиғанлиқи елан қилинған террорчи икәнликини уқтурди.

байанатта, һанифә һаниби исимлик террорчиниң «аталмиш амәд өлкиси, лиҗә райони айаллар мәсули» болуп паалийәт елип бериватқанлиқи вә тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң сериқ рәңлик категорийәсидики мәлум қилғучиларға бир милйон лира мукапат берилидиғанлиқи елан қилинған террорчи икәнлики билдүрүлди.

дилан исимлик террорчиниң болса, «аталмиш амәд өлкиси лиҗә райони» да паалийәт елип барғанлиқи вә тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики мәлум қилғучиларға 600 миң түрк лираси мукапат берилидиғанлиқи елан қилинған террорчи икәнлики қәйт қилинди.

мәзкур террорчиларниң дийарбакир районида мәйданға кәлгән террорлуқ вәқәлириниң пиланлиғучилири икәнлики ениқланди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر