түркийә һәйити мисирға йүрүп кәтти

түркийә билән мисир оттурисидики мунасивәтни нормаллаштуруш хизмәтлири даирисидә түркийә һәйити мисирда зийарәттә болиду.

1633074
түркийә һәйити мисирға йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал башчилиқидики бир һәйәт мисирниң пайтәхт қаһирәгә йүрүп кәтти.

пайтәхт қаһирәдә пирезидент абдулфәттаһ сиси һөкүмити вәкиллири билән түркийә һәйитиниң сөһбәт өткүзүши күтүлмәктә.

түркийә билән мисир мунасивәтләрни нормаллаштуруш йолида өзара қәдәмләрни ташлиғаниди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 12 – март байанат берип, мсиир билән дипломатик учришишларниң башланғанлиқини билдүргәниди.

у йәнә 10 – апрелда мисирлиқ мәнсәпдиши сәмиһ шукри билән рамизан ейи мунасивити билән телефонлашқаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر