мәвлут чавушоғлу вә һәмраһлиқидики һәйәт ливийәдә муһим учришишларда болмақта

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар вә уларниң һәмраһлиқидики вәкилләр өмики ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә тәрипидин қобул қилинди.

1633189
мәвлут чавушоғлу вә һәмраһлиқидики һәйәт ливийәдә муһим учришишларда болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу тивиттер һесабида тираблуста дибәйбә билән өткүзүгән учришиши һәққидә учур һәмбәһирләп, «дөлитимизниң миллий иттипақлиқ һөкүмитини қоллайдиғанлиқини тәкитлидуқ »дегән сөзләрни ишләтти.

мәвлут чавушоғлу учришишта йәнә, йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңишидики мәсилиләргә алақидар темиларни музакириләшкәнликини билдүрүп,  түркийә ширкәтлириниң ливийәгә қайтип келип, ливийәниң тәрәққийатиға һәссә қошидиғанлиқини тәкитлиди.

мәвлут чавушоғлу учришишлардин кейин мәнсәпдиши нәҗла маңгуш билән чақирған бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида, «биз ливийәниң пүтүнлүки, игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә сийасий бирликини қоғдашқа әһмийәт беримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر