министир ақар шималий ирақ һава һәрикити қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, ирақниң шималида давамлишиватқан пәнчә- шимшәк вә пәнчә – йилдирим һәрбий һәрикәтлириниң әскишәһирдики һавадин зәрбә бериш қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилди.

1632633
министир ақар шималий ирақ һава һәрикити қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилди
akar eskişehir.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, пәнчә- шимшәк вә пәнчә – йилдирим һәрикәтлири җәрйанида, бири аталмиш район мәсули болуп, йәнә җәмий йәттә террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, ирақниң шималида давамлишиватқан пәнчә- шимшәк вә пәнчә – йилдирим һәрбий һәрикәтлириниң әскишәһирдики һавадин зәрбә бериш қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилип, хизмәтләрни көздин кәчүрди.

у әскишәһирдики җәңчи һава қисимлири қоманданлиқ мәркизидики зийарити җәрйанида сөз қилип, пәнчә- шимшәк вә пәнчә – йилдирим һәрикәтлири җәрйанида йәнә бири аталмиш район мәсули болуп җәмий йәттә террорчи бир тәрәп қилинди, деди.

шуниң билән, пәнчә- шимшәк вә пәнчә – йилдирим һәрикәтлири җәрйанида бир тәрәп қилинған җәмий террорчи сани 51 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر