фаһрәттин алтун: қибрис мәсилисиниң һәл қилиш чариси, икки дөләтниң мәвҗутлуқини қобул қилиш

җумһур рәислик учур - алақә идариси  башлиқи фаһрәттин алтун қибрис мәсилисиниң бирдинбир һәл қилиш чарисиниң баравәрликкә вә мустәқиллиққа игә икки дөләтниң мәвҗутлуқини қобул қилиш икәнликини ейтти.

1632254
фаһрәттин алтун: қибрис мәсилисиниң һәл қилиш чариси, икки дөләтниң мәвҗутлуқини қобул қилиш

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун қибрис мәсилиси һәққидә тивиттер һесабида байанат елан қилди.

фаһрәттин алтун йиллардин буйан һәл қилиналмайватқан қибрис мәсилисиниң хәлқара сәһнидә түркийә оттуриға қойған күчлүк ирадә билән һәқлиқ рәвиштә муназирә қилиниватқанлиқини тәкитләп, «аралдики түркләрниң мәвҗутлуқиға сәл қараш арқилиқ қибрис мәсилисини һәл қилғили болмайду. қибриста бирдинбир һәл қилиш чариси, баравәрликкә вә игилик һоқуқиға игә икки дөләтниң мәвҗутлуқини қобул қилиштур» деди.  

фаһрәттин алтун тивиттердики йазмисиға, җумһур рәислик учур - алақә идариси  тәрипидин тәййарланған синни қошуп һәмбәһирлиди.

синда, өтмүштин буйан елип берилған вә нәтиҗисиз қалған қибрис музакирилири билән түркийә җумһурийитиниң қибрис мәсилисидики роли әтраплиқ чүшәндүрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر