түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә афғанистанда иптар вақтида йүз бәргән бомбилиқ террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә  байанати елан қилди.

1631848
түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнқәрәниң, афғанистанниң логар вилайитиниң мәркизий наһийәси пули аләмдә иптар вақтида йүз бәргән бомбилиқ террорлуқ һуҗумида толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниму өз ичигә алған көп санда кишиниң җенидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: « бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини елип барғучиларни ләнәтләймиз вә уларниң адаләт алдида һесаб беришигә тиләкдашмиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт афғанистан хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»

түнүгүн, афғанистанниң логар вилайитидә иптар вақтида йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 30 киши һайатидин айрилған, 90 дин артуқ киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر