түркийә ички линийәдә күндилик айропилан сәпәрлиридә йавропа бойичә биринчи болди

түркийә ички линийәдә йеқинқи 2 һәптә ичидә ишқа ашурулған айропилан сәпәрлиридә күндилик оттуричә 752 учуш билән, йавропа һава йол башлаш бихәтәрлик тәшкилатиниң тизимликидә биринчи рәткә тизилди.

1632031
түркийә ички линийәдә күндилик айропилан сәпәрлиридә йавропа бойичә биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа һава йол башлаш бихәтәрлик тәшкилати (EUROCONTROL) ниң 29 – апрел айропилан сәпәрлиригә алақидар доклатиға қариғанда, түркийә ички линийәдә күндилик оттуричә 752 учуш билән, бир қисим йавропа дөләтлири орун алған тизимликтә алдинқи рәткә тизилған.

түркийәдин қалса, 708 учуш билән фирансийә 2 -, 701 учуш билән норвегийә 3 – рәткә тизилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر