түркийә қисимлири террорчиларниң увилириға киришни давамлаштурмақта

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи «пәнҗә – чақмақ» вә «пәнҗә – гүлдүрмама» һәрикәтлири арқилиқ террорчиларниң увилириниң давамлиқ йәр билән йәксан қилиниватқанлиқини билдүрди.

1631968
түркийә қисимлири террорчиларниң увилириға киришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «ирақниң шималида елип бериливатқан <пәнҗә – чақмақ> вә <пәнҗә – гүлдүрмама> һәрикәтлири арқилиқ террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуруватимиз.»

байанаттин, һәрбий һәрикәтләр давамида, әскәрләрниң ғарларда вә районда елип бериватқан ахтуруш – тәкшүрүш паалийәтлиригә мунасивәтлик көрүнүшләргиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر