акар түркийә армийәсинң аз көрүлидиған артуқчилиқларға игә икәнликини билдүрди

дөләт мудапиә министири һулуси акар түркийә армийәсиниң дунйада аз сандики армийәләр еришәләйдиған йуқири техника тәминлигән әвзәллик вә мәшғулат артуқчилиқлириға игә икәнликини ейтти.

1631233
акар  түркийә армийәсинң аз көрүлидиған артуқчилиқларға игә икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: министир һулуси акар машина вә химийә санаити идариси барутсан ракета вә партлатқуч фабрикасида сөз қилди.

у түркийә армийәсиниң дөләт ичи-сиртида сүрийә вә шималий ирақта, қибриста, әзәрбәйҗанда, ливийәдә, шәрқий ақдеңизда вә башқа нурғун җайларда, түркийәниң һәмдә дост- қериндашлириниң һәқ-һоқуқини қоғдаш, районлуқ вә йәр шари тинчлиқи һәмдә муқимлиқиға һәссә қошуш үчүн зор педакарлиқ көрситип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бивастә йолйоруқиға асасән, илгирикигә қариғанда техиму кәскин вә үнүмлүк күрәш қиливатқанлиқини байан қилди.

у: «һазир түркийә армийәси еришәләйдиған йуқири техника тәминлигән әвзәллик вә мәшғулат артуқчилиқлириға игә. бу нәтиҗиләрни сақлап қелиш, армийәмизни техиму күчлүк тәсиргә игә вә сүпитини техиму йуқири көтүрүш үчүн, системилиримизниң үнүмини өстүрүп, йуқири техникиларға игә қилиш мәҗбурий һалға кәлди» деди.

у, бу рамкида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қоллиши вә илһам бериши астида, мудапиә санаитини асас қилған һалда һәр қайси саһәләрдә муһим  илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر