әрдоған «қутуләмарә» шеһитлирини әслиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түрк армийәси мислисиз дастани — қутуләмарә зәпириниң 105 йили мунасивити билән қәһриман шеһитләрни әслиди.

1631117
әрдоған «қутуләмарә» шеһитлирини әслиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған қутуләмарә зәпириниң 105 - хатирә күнидә шеһитләрни әслиди؛ у иҗтимаий таратқудики адресида тарқатқан учурида: «миллитимиз йазған мислисиз дастан — қутуләмарә зәпириниң 105 – йилида қәһриман шеһитлиримизни миннәтдарлиқ билән әсләймән» дегән ибариләргә орун бәрди.

1916 – йили 29 – апрел ирақ фиронтида түрк армийәсиниң кәскин ғәлибиси билән ахирлашқан қутуләмарә уруши, биринчи дунйа урушиниң һәл қилғуч җәңлириниң бири дәп қарилиду. майур генерал чарлес вер феррес товнсшенд қоманданлиқидики әнглийә қисимлириниң тәслим қилдурулуши билән қолға кәлтүрүлгән бу ғәлибә, чанаққәләдин қалса, биринчи дунйа урушиниң әң чоң ғәлибиси болуш алаһидиликигә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر