әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пилани қарарнамәсини елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2021 – 2023 – йиллиқ кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиға мунасивәтлик қарарнамәни елан қилди.

1631206
әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пилани қарарнамәсини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири:әрдоған, рәсмий гезиттә елан қилинған қарарнамәдә, «әркин шәхс, күчлүк җәмийәт؛ техиму демократик бир түркийә» темилиқ истиратегийәлик нишанға асасән, кишилик һоқуқ өлчәмлирини йүксәлдүрүш мәқситидә тәййарланған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиниң, 2021 – йили, 2 – март күни җамаәтчиликкә елан қилинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәрикәт пиланида,  кәң даирилик қанун – бәлгилимиләрни чиқиш нуқта қилип, кишилик һоқуқ вә әркинликләр саһәлирини кеңәйтиштин сирт йәнә, аммиви хизмәтләрниң қолай бәһримән болғили болидиған, җавабкарлиқ сүрүштә қилиналайдиған, баравәрлик, очуқ-ашкара вә адиллиқ асасида сунулушиға мунасивәтлик өлчәмләрни йүксәлдүрүш нишан қилинмақта. буниңдин башқа йәнә, қанунни иҗра қилиш давамида оттуриға чиққан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн йуқири сәвийәдә аңлиқлиқ вә техиму күчлүк кишилик һоқуқни қоғдаш системиси бәрпа қилиш көздә тутулмақта.»

у, кишилик һоқуқ вә әркинликкә аит өлчәмләрни йуқири көтүрүш арқилиқ, пуқраларни рази қилишни асас қилип, демократийәни күчәйтиш мусаписиниң йеңи һәрикәтләндүргүч күчкә еришидиғанлиқини тәкитлиди.

һәрикәт пиланини үнүмлүк йолға қойуш вә очуқ-ашкара чүшәнчә билән көзитиш мәқситидә, һәрқайси министирлиқлар, дөләт аппаратлири, орунлири вә тәшкилатларниң паалийәтлирини назарәт һәм рийасәтчилик қилиш үчүн,  «кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини назарәт қилиш вә баһалаш һәйити» қурулди.

һәйәт һәр 6 айда бир қетим бир йәргә җәм болиду һәмдә һәйәтниң хизмәт тәртипи вә пиринсиплири һәйәт тәрипидин бәлгилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر