танәр җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай билән телефонлашти

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсан санәр дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай билән телефонлашти.

1631202
танәр җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири санәр билән фуат оқтайниң телефон сөһбити җәрйанида, шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән қибрис сөһбәтлири һәмдә түркийә – шималий қибрис түрк җумһурийити иқтисадий вә малийә һәмкарлиқи келишими даирисидә қилинидиған хизмәтләр тоғрисида пикир алмаштурулди.

баш министир санәр җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай билән өткүзгән сөһбитиниң наһайити пайдилиқ болғанлиқини әскәртти.

у, түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң вухән вируси (ковид – 19) йуқумини ғәлибилик һалда арқида қалдуруши, оттуриға чиққан иқтисадий қийинчилиқларниң һәл қилиниши вә өз – өзигә хоҗа, мустәқил шималий қибрис түрк җумһурийитиниң хәлқара сәһнидики өзигә лайиқ орунға игә болуши үчүн өзлирини толуқ қоллаватқанлиқини тәкитлиди.

ана вәтән түркийәниң йардими сайисида май ейидин тартип ул әслиһә хизмәтлирини башлайдиғанлиқини вә дөлитиниң қисқа вақит ичидә гойа бир қурулуш орниға айлинидиғанлиқини билдүргән санәр: «алдимиздики күнләрдә келишимниң иҗра қилиниши вә хизмәтләрниң сүритиниң ешиши үчүн қилишқа тегишлик ишлар чоқум қилиниду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر