дәмир: түркийәниң йәрлик һава мудапиә системилири хизмәткә киришкә башлиди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир, түркийә һава мудапиә системисиниң ролини җари қилдурушқа башлиғанлиқини ейтти.

1631618
дәмир: түркийәниң йәрлик һава мудапиә системилири хизмәткә киришкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир түркийә радийо - телевизийә идариси —TRT қанилиға байанат бәрди.

әзәрбәйҗан билән болған алақиниң достлуқ вә қериндашлиқ муһитида давам қиливатқанлиқини тәкитлигән исмаил дәмир: «қарабағ һәрикити җәрйанида шуни көрүп йәттуқки, әзәрбәйҗанниң ана йуртини ишғалдин қутулдуруш үчүн нәччә йил бойичә сөһбәт үстили әтрапида көрсәткән тиришчанлиқиниң бикарға кетиши, нәтиҗисиз қелиши, арқидин ишни өзи һәл қилип земинлирини қайтурувелиш йолида намайан қилған қабилийәтләр вә мәһсулатлар интайин муһим орунни игилиди» деди.

дәмир, әзәрбәйҗанниң әмәлий мәйданда иқтидарини намайан қилған, өзгириш пәйда қилған барлиқ түрк мәһсулатлириға қизиқиватқанлиқини ейтти.

һәрикәт җәрйанида һасил қилинған  тәҗрибә - савақлар билән бирликтә, техиму күчлүк болуш үчүн һәр икки дөләтниң тәййар болуши керәкликини билдүргән дәмир, йәрлик һава мудапиә системисиниң ишқа кириштүрүлгәнликини, түркүмләп ишләпчиқиришниң башланғанлиқини вә уларниң йәткүзүп берилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر