чавушоғлу афғанистан ташқи ишлар министиридин һал сориди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ковид – 19 йуқуми давалиниши ахирлашқан афғанистан ташқи ишлар министири һаниф атмардин иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ һал сориди.

1631243
чавушоғлу афғанистан ташқи ишлар министиридин һал сориди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу твиттердики адресида учур һәмбәһриләп: «қериндишим, сәллимаза сақайғанлиқиң үчүн сөйүндүм. йеқинида көрүшүп, хәлқимиз вә районимиз үчүн муһим болған мәсилиләр тоғрисида сөзлишишни үмид қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

атмар, ковид – 19 йуқумидин қутулғанлиқини, тәкшүрүш нәтиҗисиниң мәнпий чиққанлиқини уқтурған, өзини давалиған түрк дохтурлар вә сәһийә хадимлириға миннәтдарлиқ билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر