исмаил дәмир блинкенниң «с - 400» тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурди
түркийә мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң «с – 400» тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурди.
1630515
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң «с – 400 сетивелиш американиң бихәтәрликигә хәвп елип келиду» дегән сөзлиригә җаваб қайтуруп: «биз керәклик тәдбирләрни йолға қойимиз дедуқ, әмма бу һәқтә һечқандақ дийалог өткүзүлмиди. буниңдин кейин өткүзүлүшини үмид қилимән» деди.