әрдоған йавропадики түрк аммиви тәшкилатларниң вәкиллирини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йавропадики бир қисим түрк аммиви тәшкилатларниң вәкиллирини қобул қилди.

1630441
әрдоған йавропадики түрк аммиви тәшкилатларниң вәкиллирини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисидә ишқа ашурулған қобулға иштирак қилған шәхсләр төвәндикичә:

хәлқара демократлар бирлики рәиси көксал қуш, йавропа миллий көрүш тәшкилатлири рәиси кәмал әргүн, йавропа үлкүҗү түрк җәмийәтлири федератсийәси рәиси шәнтүрк доғруйол, йавропа түрк – ислам бирлики рәиси дурмуш йилдирим, диний ишлар  түрк - ислам бирлики рәиси қазим түркмән, хайрат фондиниң йавропа вәкили мәһмәт көроғлу, йавропа әһлибәйт федератсийәси рәиси фуат мәнсуроғлу, мустәқил санаәтчиләр вә карханичилар җәмийитиниң йавропа комитети мәсули бурһан сағлам вә барлиқ санаәтчиләр вә карханичилар җәмийитиниң йавропа ишлири рәиси җаһит кәрәнҗиләр.

түркийә сиртдики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр башқармисиниң башлиқи абдуллаһ вә германийәдин кәлгән 9 түрк аммиви тәшкилатниң мәсуллири, түнүгүн түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп тәрипидин қобул қилинғаниди.

шәнтоп, бу йәрдә қилған сөзидә, аммиви тәшкилатларниң германийәдики түркләрниң сийасий вә иқтисадий қатарлиқ көплигән саһәләрдә техиму күчлүк нопузға игә болуши үчүн, уларни тәшвиқ қилиш лазимлиқини, уларға мас қәдәмдә вә бирлик вә баравәрлик ичидә рәһбәрлик қилишниң муһимлиқини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر