«әрән җуди – бәстә» вә «әрән қазан – оғул» һәрикәтлири башланди

ширнақ вә һаққарида 5 мң 280 һәрбий хадимниң иштирак қилишида «әрән җуди – бәстә» вә «әрән қазан – оғул» һәрикәтлири башланди.

1630569
«әрән җуди – бәстә» вә «әрән қазан – оғул» һәрикәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, «әрән һәрикәтлири», хәлқниң қизғин қоллиши астида қәтий ирадә билән изчил давамлашмақта икән.

бу даиридә, ирақниң шималида елип бериливатқан «пәнҗә – чақмақ» вә «пәнҗә гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири билән бирла вақитта вә мас қәдәмдә, дөләт миқйасида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқириветиш, террорчиларниң аталмиш панаһ җайлири ара өтүш еғизлириға тосалғу болуш вә террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, ширнақта «әрән җуди – бәстә» вә һаққарида «әрән қазан – оғул» һәрбий һәрикәтлири башланған.

һәрбий һәрикәтләргә 352 алаһидә һәрикәт әтрити, 5 миң 280  һәрбий хадим қатнашмақта икән.

 дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә, 2021 – йили, 11 – йанвар күни башланған «әрән һәрбий һәрикәтлири» даирисидә, һазирғичә 22 террорчи бир тәрәп қилинған, 666 ғар, панаһ җай вә искилат йәр билән йәксан қиливетилгән, 75 йантайақчи, көп санда оқ – дора, йемәк - ичмәк вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر