«тәнтәрбийә вә сәнәттә йавропаға мәнсуп бир дөләтниң униңға әза болмаслиқтәк бир таллиши йоқ»

баш әлчи фаруқ қаймақҗи, тәнтәрбийә вә сәнәттә йавропаға мәнсуп бир дөләтниң йавропа иттипақиға әза болмаслиқтәк бир таллишиниң йоқлуқини оттуриға қойди.

1630608
«тәнтәрбийә вә сәнәттә йавропаға мәнсуп бир дөләтниң униңға әза болмаслиқтәк бир таллиши йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи ишлири идариси башлиқи баш әлчи фаруқ қаймақҗи, тәнтәрбийә вә сәнәттә йавропаға мәнсуп бир дөләтниң йавропа иттипақиға әза болмаслиқтәк бир таллишиниң йоқлуқини оттуриға қойди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси йавропа иттипақи маслишиш ишлири комитети түнүгүн адаләт вә тәрәққийат партийәси шанлиурфа парламент әзаси мәһмәт қасим гүлпинарниң рийасәтчиликидә йиғин чақирди؛ йиғинда муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи ишлири идариси башлиқи баш әлчи фаруқ қаймақҗи сөз қилди.

йавропа иттипақи идарисиниң йавропа иттипақиға әзалиқ мусаписидә бәл қойувәтмәстин хизмәт ишләшни давамлаштурғанлиқини билдүргән қаймақҗи: «сийасий җәһәттин елип ейтқанда, җуғрапийә, тарих, иқтисад, сода, мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә сәнәттә йавропаға мәнсуп бир дөләтниң йавропа иттипақиға әза болмаслиқтәк бир таллиши йоқ. бундақ бир һәқиқәтни қобул қилишимиз керәк؛ нөвәттә йавропа иттипақи йавропа қитәсиниң наһайити йуқири дәриҗидә қарар чиқарғучисиға айланди. әгәр биз мексика йаки оттура шәрқтики бир дөләт болған болсақ идуқ, <йавропа иттипақи бизгә бәк тәсир көрситип кетәлмәйду> дейәләйттуқ, әмма бизниң ундақ бир таллишимиз йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

тәклип қилинған шерикчилик йаки алаһидә мунасивәтниң йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида әмәлийәттиму бар икәнликини билдүргән қаймақҗи, йавропа иттипақи билән таможна бирлики мунасивити болған, йавропа иттипақиниң ортақ мудапиә, хәвпсизлик сийасәтлирини түркийәдә қоллиған, йавропа иттипақи пиланлириға түркийәдәк иштирак қилған бир дөләтниң йоқлуқини әскәртти.

у, йуқири дәриҗилик дийалог йиғинлириниң вә түркийә – йавропа иттипақи башлиқлар йиғинлириниң мунтизм шәкилдә чақирилиши тәрәпдари икәнликлирини билдүрүп, бу йәрдиму йавропа иттипақиниң сийасий тосалғулириниң барлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر