түркийә йасин йилдиримниң истепа беришкә мәҗбурлинишиға наразилиқ билдүрди
түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири йавуз сәлим қиран, фирансийәдики бир шәһәрлик һөкүмәт мәҗлисиниң түрк әзаси йасин йилдиримниң истепа беришкә мәҗбурлинишиниң қобул қилғили болмайдиған қилмиш икәнликини оттуриға қойди.
1629743
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири йавуз сәлим қиран, фирансийәдә әрмән террорлуқ тәшкилати — асаланиң һуҗумида шеһит болған түрк дипломатлири хатириләнгән бир учурни йақтурған түрк шәһәрлик һөкүмәт мәҗлиси әзаси йасин йилдиримниң истепа беришкә мәҗбурлинишиниң қобул қилғили болмайдиған қилмиш икәнликини оттуриға қойди.