түркийә нигерийәгә тәзийә билдүрди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи нигерийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1628885
түркийә нигерийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, нигерийәниң борно өлкисидә бир һәрбий аптомобил әтритигә қарши садир қилинған түнүгүнки террорлуқ һуҗумида 31 әскәрниң җенидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «биз бу қәбиһ террорлуқ һәрикитини қаттиқ әйибләймиз, һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлиридин, дост вә қериндаш нигерийә хәлқи вә һөкүмитидин сәмимий һал сораймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

боко һарам террорлуқ тәшкилати түнүгүн нигерийәниң шәрқий шималиға җайлашқан борно өлкисидә һәрбий аптомобил әтритигә һуҗум қилип, 31 әскәрниң җениға замин болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر