чавушоғлу картерон билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә Crans Montana Forumu  ниң қурғучиси вә пәхрий рәиси баш әлчи йеан паул картерон билән бир йәргә җәм болди.

1629442
чавушоғлу картерон билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: 5+ бирләшкән дөләтләр тәшкилати ғәйрий рәсмий қибрис конферансида капаләтчи дөләтләрдин түркийәгә вакалитән җәнвәгә кәткән ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида,  Crans Montana Forumu  ниң қурғучиси вә пәхрий рәиси баш әлчи йеан паул картерон билән көрүшкәнликини, учришишта, Crans Montana Forumu билән анталйа дипломатийә мунбири оттурисида ишқа ашурулғуси һәмкарлиқ вә қибрисқа мунасивәтлик өзгиришләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر