шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәқдири, түркийәниң тәқдири

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәқдириниң түркийәниң тәқдири икәнликини билдүрди.

1628314
шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәқдири, түркийәниң тәқдири

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң гиретсийәдә чиқидиған «касимерини гезити» дә елан қилинған зийарәт хатириси тоғрисида байанат елан қилди.

у: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәқдири бизниң тәқдиримиз» деди.

у шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарни хәткүчләп һәмбәһирлигән байанатида, қәтий ирадини тәкитлигән һалда: «ғайимиз ортақ. шималий қибрис түрклириниң дәваси өзимизниң дәвасидур. түнүгүнкигә охшаш, әтиму барлиқ күчимиз билән шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллаймиз» деди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар «касимерини гезити» ниң зийаритидә: «түркийә бүйүк дөләт вә дөлитимизниң капалитидур, ана вәтәндур, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игисидур» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر