қибрис конферанси җәнвәдә өткүзүлиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу башчилиқидики һәйәтниң шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә өткүзүлидиған «б д т5+» конферансиға қатнишидиғанлиқи билдүрүлди.

1628562
қибрис конферанси җәнвәдә өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: қибристики түрк вә рум тәрәпләрдин башқа, капаләтчи дөләтләр болған түркийә, гиретсийә, әнглийә вә б д  т ниң иштирак қилишида әтә (2021-йили 27-апрел) шивейтсарийәдә ечилидиған «б д т5+» қибрис конферансиға, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу башчилиқидики һәйәт қатнишиду.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида қәйт қилинишичә, конферанс б д т баш катипи антонийо гутерсниң рийасәтчиликидә 27-29-апрел күнлири шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә өткүзүлидикән.

конферансқа, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәиси әрсин татар, җәнубий қибрис рум һакимийитиниң рәһбири никос анастасийадис, капаләтчи дөләтләр болған түркийә билән әнглийәниң һәйәтлири қатнишидикән.

түркийә һәйитигә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу башчилиқ қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر