америка баш әлчиси түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди

пирезидент җо байдинниң 1915-йилдики вәқәләрни «​​ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилиш характерлиқ байанати сәвәбидин американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси давид саттерфилид түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

1627819
америка баш әлчиси түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка баш әлчиси саттерфилидқа, түркийәниң мәзкур байанатқа болған күчлүк наразилиқи йәткүзүлди.

ташқи ишлар министирлиқи байдинниң байанатиниң инавәткә игә әмәсликини тәкитләп, «мәзкур байанатқа болған күчлүк наразилиқимиз баш әлчи саттерфилидқа йәткүзүлди. һечқандақ тарихий вә қануний асаси болмиған мәзкур байанатни қәтий қобул  қилғили болмайдиғанлиқи вә пүтүнләй рәт қилғанлиқимиз һәмдә күчлүк әйиблигәнликимиз билдүрүлди» деди.

саттерфилидқа байденниң байанатиниң хәлқара қанун җәһәттә инавәтсиз икәнлики, буниң түркийә хәлқини чоңқур азаблиғанлиқи вә мунасивәтләрдә әслигә кәлтүрүш қейин болған җараһәтни кәлтүрүп чиқарғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر