түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 347 киши қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қазақилғанларниң сани 347 кишиигә йәтти.
1628042
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йуқум башланғандин буйан қаза қилғанларниң омумий сани 38 миң 358 кишигә йәтти.
йеқинқи 24 саәт ичидә 260 миң 280 киши тәкшүрүлди вә булардин 2801 кишидә вирус байқалди. күндилик йеник йуқумлиниш сани 38 миң 553 гә йәтти.
сақийип дохтурханидин чиққан 51 миң 236 кишини қошқанда, әслигә кәлгәнләрниң омумий сани 4 милйон 73 миң 644 кишигә йәтти.