түркийә әрмән террорчиларниң һуҗумлирида шеһит болған дипломатларниң исимлирини елан қилди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, әрмән террорчилириниң һуҗумлирида шеһит болған дипломатларниң исимлирини елан қилди.

1627381
түркийә әрмән террорчиларниң һуҗумлирида шеһит болған дипломатларниң исимлирини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи твиттердики адресида әрмәнләрниң террорлуқ һуҗумлирида җенидин айрилған түрк дипломатларниң исимлирини елан қилди вә униңға йандаштуруп: «йалғанлар пәқәт тарихни бурмилаш биләнла қалмастин бигунаһ җанларғиму замин болиду. әрмән террори шеһит қилған хизмәтдашлиримизни унтумидуқ, қәтий унтумаймиз. улар хатирҗәм ухлисун, һечқандақ йалған вә бесимға баш әгмәймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر