түркийә байдинниң аталмиш ирқий қирғинчилиқ байанатиға ләнәт ейтти

түркийә америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң 1915 – йил вәқәлирини аталмиш ирқий қирғинчилиқ дәп атишиға ләнәт ейтқанлиқини билдүрди.

1627690
түркийә байдинниң аталмиш ирқий қирғинчилиқ байанатиға ләнәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «америка қошма иштатлири пирезидентиниң 24 – апрелда қилған 1915 – йил вәқәлиригә алақидар байанатини қобул қилмаймиз вә қаттиқ ләнәт ейтимиз» деди вә давамлаштуруп: тарихий мәсилиләр тоғрисида һөкүм чиқиришқа нә әхлақий, нә қануний салаһийити болмиған америка пирезидентиниң байанатиниң һечқандақ қиммити йоқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

«1915  - йили вәқәлири тоғрисида хәлқара қанунда ениқлима берилгән ирқий қирғинчилиқ ибарисини ишлитиш үчүн зөрүр болған шәртләрниң һечбири мәвҗут әмәс» дейилгән байанатта: «бундақ бир позитсийә тарихниң қопаллиқ билән бурмилинишиға хизмәт қилиду. йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси, 1915 – йил вәқәлириниң дәталашлиқ ениқ оттуриға қойди. йәнә бир тәрәптин, түркийәниң у дәвргә даир илмий һәқиқәтләр нури астида адил тәкшүрүш елип бериш һәққидики 2005 – йили оттуриға қойған <ортақ тарих комитети қуруш> тәклипи, әрмән тәрәпниң буниңға қәтий йеқин йулимиған болушиға қаримай, һелиһәм  күчкә игидур» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, мәдәнийәтләр бөшүги дәп атиливатқан бир җуғрапийәниң мәркизигә җайлашқан вә баштин кәчүргән барлиқ азаб – уқубәтләргә қаримай, инсанийәтниң тинчлиқ вә хатирҗәмлики үчүн тиришчанлиқ көрситишни өзигә шоар қилған түркийәниң, тарихи билән йүзлишиштин һечқачан қачмиғанлиқи тәкитлинип: «(түркийә) бу һәқтә америка қошма иштатлирини өз ичигә алған һечкимдин дәрс алмайду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر