шәнтоп 1915 - йил вәқәлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, илгири сүрүлүватқинидәк 1915 – йил вәқәлирини ирқий қирғинчилиқ дәп аташ үчүн қанунларда көрситилгән шәртләрниң тепилмайдиғанлиқини ейтти.

1627498
шәнтоп 1915 - йил вәқәлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп, америка қошма иштатлириниң 2021 - йилидики 1915 – йил вәқәлиригә алақидар сийасий позитсийәсиниң, өзгиришниң маһийәттә әмәс, пәқәт йеңи һөкүмәтниң позитсийәдә мәйданға кәлгәнликини оттуриға қойидиғанлиқини әскәртти.

у, америка пирезиденти җо байдинниң елан қилидиғанлиқи дәва қилиниватқан байанати һәққидә тохтилип: «әгәр шундақ болса, бир сийасий байанат сүпитидә қалиду. униң һечқандақ қануний асасий йоқ. түркийәдә әгәр тарихий мәсилиләр бу шәкилдә сийасий қарарлар арқилиқ оттуриға қойулидиған болса, түркийәниңму америка тарихи тоғрисида бир қанун чиқириш мәвсуминиң һәммисини сәрп қилип қарарларни чиқарғудәк ишлар бар. бу җәһәттики хатириси әң начар дөләтләрниң бири америка қошма иштатлиридур» деди.

у сөзини давамлаштуруп: «әрмәни тәрәп тарихий һәқиқәтләргә зит һалда илгири сүрүватқан вә башқа дөләтләргә қобул қилдурушқа тиришиватқан қариши, түркийә билән әрменийә оттурисидики мунасивәтләрни нормаллаштуруш тиришчанлиқлириға көләңгә чүшүрмәктә» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #әрмән , #1915 , #шәнтоп

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر