қалин: һечкимниң ортақ азабимиз вә тарихимизни суйиистемал қилишиға йол қоймаймиз

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, 1915- йил вәқәлири тоғрисида тохталди.

1627313
қалин: һечкимниң ортақ азабимиз вә тарихимизни суйиистемал қилишиға йол қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, 1915- йил вәқәлири тоғрисида тохтилип: «тарихни тар сийасий күнтәртип үчүн суйиистемал қилишниң нә өтмүшкә, нә бүгүнимизгә пайдиси йоқ. биз һечкимниң ортақ азабимиз вә тарихимизни суйиистемал қилишиға йол қоймаймиз» деди.

ибраһим қалин тивиттердики адресида әрмәни фонди җәмийәтлири бирлики вә сурп биргич әрмәни дохтурханиси фонди җәмийити башлиқи берос шириноғлуниң 1915- йил вәқәлиригә алақидар байанатини һәмбәһрилиди.

қалин учурида: «тарихни тар сийасий күнтәртип үчүн суйиистемал қилишниң нә өтмүшкә, нә бүгүнимизгә пайдиси йоқ. биз һечкимниң ортақ азабимиз вә тарихимизни суйиистемал қилишиға йол қоймаймиз» дегән ибариләргә орун бәрди.

әрмәни фонди җәмийәтлири бирлики вә сурп биргич әрмәни дохтурханиси фонди җәмийити башлиқи берос шириноғлу байанат берип: «бу мәсилигә сийасий муддиа билән арилашқан америка қошма иштатлири, йавропа иттипақи вә башқа бир қисим дөләтләрни йахши нийәттин йирақ дәп қараймән» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر