һалачоғлу: әрмән дәвалириниң асассизлиқи пакитлар арқилиқ оттуриға қойулди

түрк тарих җәмийитиниң сабиқ рәиси пирофессор доктор йусуф һалачоғлу, 1915- йили вәқәлиригә даир әйибләшләрниң һәқиқәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқини билдүрди.

1627342
һалачоғлу: әрмән дәвалириниң асассизлиқи пакитлар арқилиқ оттуриға қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк тарих җәмийитиниң сабиқ рәиси пирофессор доктор йусуф һалачоғлу, 1915- йили вәқәлиригә даир әйибләшләрниң һәқиқәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқини вә буларниң чәт әл һөҗҗәтлиридиму ениқ байан қилинғанлиқини ейтти.

пирофессор доктор йусуф һалачоғлу тракйа университети тәрипидин уйуштурулған «әрмән дәвалири вә тарихий пакитлар» намлиқ тор йиғинида сөз қилип, әрмән дәвалириниң тарихий һөҗҗәтләр арқилиқ рәт қилинғанлиқини оттуриға қойди.

һалачоғлу, әрмәнләрниң бурундин тартипла илмий тәтқиқатларни бир чәткә қайрип қойуп, ғәрб дөләтлириниң йетәкчиликидә өзлириниң дәвалириниң күнтәртиптики орнини сақлап кәлгәнликини ейтти.

у, әрмәни мәсилисиниң һәл қилинишини америка қошма иштатлири вә ғәрб дөләтлириниң халимайдиғанлиқини, мәзкур дәваларни түркийәгә қарши козир қилип ишлитиливатқанлиқини билдүрди.

түрк тарих җәмийитиниң әтраплиқ тәтқиқатларни елип бериш вә архипларни тәкшүрүш арқилиқ һәқиқәтни пакитлири билән оттуриға қойғанлиқини тилға алған һалачоғлу: «башта америка қошма иштатлири болуп әнглийә, фирансийә, германийә, милләтләр җәмийити архипи, русийә вә иран архиплириниң һәммисини баштин  - ахир тәкшүрдуқ. биз бу районлардин 100 миң бәттин артуқ һөҗҗәт топлидуқ. биз қолға кәлтүргән нәтиҗиләр илгири сүрүлгинидәк әрмәнләрниң қирғин қилинғанлиқини йаки дөләт тәрипидин мушундақ қилинғанлиқини көрсәтмиди. османли әмәлдарлири йолларда әрмәнләргә һуҗум қилған, уларниң мал – мүлүклирини булиған вә уларни қәтл қилғанларни қолға чүшүрүп җазалиғаниди. 1915- йили 1673 адәм сотқа тартилди» дегәнләрни қәйт қилди.

йусуф һалачоғлу, 1914- йилидин 1922- йилиғичә болған арилиқта, 518 миң мусулман түркниң әрменийә шайкилири тәрипидин өлтүрүлгәнлики толуқ пакитлар арқилиқ оттуриға қойулди, дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر