түркийәдә бүгүн 354 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 354киши җенидин айрилди.

1626690
түркийәдә бүгүн 354 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 354киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 37 миң 329ға йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 312 миң 109адәмниң 3 миң 128 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 54миң 791гә йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 65миң 593 адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 3 милйон 909миң 935кә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر