түркийә - афғанистан - пакситан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини истанбулда чақирилиду

түркийә – афғанистан – пакистан үч дөләт ташқи ишлар министирлири йиғини әтә истанбулда чақирилиду.

1626290
түркийә - афғанистан - пакситан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини истанбулда чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әтә чақирилидиған түркийә – афғанистан – пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғинида, афғанистан тинчлиқ мусаписигә алақидар мәсилиләр билән бирликтә хәвпсизлик, енергийә, мунасивәт, тәртипсиз көчмәнлик дегәнгә охшаш үч дөләт арисидики һәмкарлиқ саһәлири тоғрисида музакирә елип берилидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң афғанистан вә пакистанлиқ мәнсәпдашлири билән айрим – айрим учришишларни өткүзүшиниң пиланлиниватқанлиқиға даир учурларғиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر