түркийә армийәси тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районида террорчиларға зәрбә бәрди

сүрийәниң тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға оқ чиқарған п к к / й п г әзаси төт террорчи, түркийә армийәси тәрипидин бир тәрәп қилинди.

1625363
түркийә армийәси тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районида террорчиларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «қәһриман командир җәңчилиримиз террорчиларға вәқә туғдуруш пурсити бәрмәйду. хатирҗәм вә тинч муһитқа бузғунчилиқ селиш үчүн тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға оқ чиқарған п к к / й п г әзаси йәнә төт террорчи қәһриман командирлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر