түркийә тоқунушта өлгән чад пирезиденти үчүн тәзийәнамә елан қилди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, дост вә қериндаш чад хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрди.

1625313
түркийә тоқунушта өлгән чад пирезиденти үчүн тәзийәнамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, чад пирезиденти идрис деби итнониң  хәвпсизлик күчлири билән қораллиқ өктичиләр оттурисида йүз бәргән тоқунушта вапат болғанлиқидин қайғурғанлиқини уқтурди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «түркийә билән чадниң достлуқ вә қериндашлиқ мунасивитигә көрүнәрлик төһпә қошқан идрис деби итнониң вапати мунасивити билән, дост вә қериндаш чад хәлқи вә һөкүмитигә сәмимий тәзийә билдүримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, итнониң хәвпсизлик күчлири билән қораллиқ өктичиләр оттурисидики тоқунушта һайатидин айрилғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқи әскәртилди.

чад армийәси байанатчиси азем бермандоа агуна 20 - апрел дөләт телевизийәсидә сөз қилип, 68 йашлиқ итнониң һәптә ахирида дөләтниң шималидики бөлгүнчи чад өзгириш вә иттипақлиқ фиронтиға қарши елип берилған һәрикәткә қатнашқанлиқини вә тоқунушта йарилинип қаза қилғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر