җумһур рәислик мәһкимиси кабинетиға өзгәртиш киргүзүлди
рәсмий гезитниң бүгүнки санида җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинетидики өзгиришләргә даир учурларға орун берилди.
1625247
түркийә авази радийоси хәвири: рәсмий гезиттә елан қилинған җумһур рәислик мәһкимиси қарарнамисигә асасән, сода министири руһсар пәкҗан вәзиписидин елинип орниға мәһмәт муш тәйинләнди.
аилә, әмгәк вә иҗтимаий хизмәтләр министирлиқи аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министирлиқи билән әмгәк вә иҗтимаий капаләт министирлиқи намида иккигә айриветилди.
министирлиқниң иккигә айриветилиши билән бирликтә зәһра зүмрүт сәлчуқниң вәзиписи ахирлашқан болди؛ йеңи қурулған аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министирлиқиға дәрйа йаник, әмгәк вә иҗтимаий капаләт министирлиқиға вәдат билгин тәйинләнди.
бу қарар билән бирликтә, җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинетидики министирлиқ сани 16 дин 17 гә чиқти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.