түркийәдә бүгүн 346 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 346киши җенидин айрилди.

1625130
түркийәдә бүгүн 346 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 346киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 36 миң 613кә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 322 миң 128адәмниң 2 миң 895 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 61 миң 28гә йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 55миң 592 адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 3 милйон 792миң 129ға йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر