түркийә йүздин артуқ панаһланғучини қутқузувалди

измир вә чанаққәлә деңиз тәвәликлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 113 панаһланғучи қутқузулуп қуруқлуққа чиқирилди.

1624511
түркийә йүздин артуқ панаһланғучини қутқузувалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи, измирниң сәфәрһисар наһийәси деңиз тәвәликидики икки қолвақта бир түркүм панаһланғучиларниң барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуриға асасән, районға қутқузуш әтрити әвәтип, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған 59 панаһланғучини қутқузди.

балилар вә айалларни өз ичигә алған мәзкур кишиләр, мунасивәтлик рәсмийәтләр ахирлашқандин кейин көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири йәнә, гиретсийәниң мидилли арилиға өтүп кетиш үчүн камер кемигә олтуруп йолға чиққан онларчә кишиниң чанаққәләниң айваҗик наһийәси деңиз тәвәликидә тохтап қалғанлиқи тоғрисида учур тапшуруп елип дәрһал һәрикәткә өтти.

районға йетип барған қутқузуш әтрити, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 54 кишини қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

мәзкур тәртипсиз көчмәнләр, алақидар рәсмийәтләрдин кейин айваҗик чәт әлликләрни қайтуруветиш мәркизигә өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر