чадта йүз бәргән етник тоқунушлар нурғун кишиниң җениға замин болди

чадниң җәнубида етник гуруппилар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда һайатидин айрилғанларниң сани 100 гә йәтти.

1623957
чадта йүз бәргән етник тоқунушлар нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: саламәт районидики сиһеп вә амбарит йезилирида, бир тәрәптин әрәбләр билән, йәнә бир тәрәптин, дагал вә кибет етник гуруппилири оттурисида алдинқи һәптә башланған тоқунушларда җенидин айрилғанларниң сани 100 гә йәтти.

дөләттики кишилик һоқуқ комитети (CNDH), һөкүмәтни саламәт районида җиддий һаләт елан қилишқа чақирди вә хәлқни қоралсизландуруш лазимлиқини тәкитлиди.

саламәт валийси генерал йамбайе массира абдел, алдинқи һәптә, тоқунушлар җәрйанида көплигән өйләргә от қойуветилгәнликини , вәқәгә хатимә бериш вә җавабкарларни тутуш мәқситидә районға дөләт бихәтәрлик қисимлириниң орунлаштурулғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر