әрдоған: түркийә йуқумға қарши күрәштә дунйа үлгә болмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң йуқумға қарши күрәштә һәм дунйа сәһийә тәшкилати, һәмдә ғәрб таратқулири тәрипидин үлгә қилип көрситиливатқанлиқини ейтти.

1623190
әрдоған: түркийә йуқумға қарши күрәштә дунйа үлгә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, һасанкәйф-2 көврүкини хизмәткә  кириштүрүш мурасимиға истанбулдики хубәр сарийидин син көрүнүшлүк иштирак қилип сөз қилди.

сөзи җәрйанида түркийәниң сәһийә саһәсидә ташлиған қәдәмлиригә ишарәт қилип өткән әрдоған: «нөвәттә бизниң пуқралиримиз сәһийә мулазимити елиш үчүн чәт әлгә бармайду. чәт әлликләр түркийәгә кәлгәндә, бизниң йоллиримизға, көврүклиримизгә, айродурумлиримизға һәйран илкидә қарайду» деди.

һәр йили йүз миңларчә чәт әлликниң давалиниш үчүн түркийәгә келиватқанлиқини тәкитлигән әрдоған: «түркийәниң ковид – 19 ға қарши күриши һәм дунйа сәһийә тәшкилати һәмдә ғәрб таратқулири тәрипидин үлгә қилип көрситилмәктә. дунйадики 100 гә йеқин дөләт техи бир қутиму ваксиниға еришәлмәйватқан мушундақ шараитта, биз пуқралиримизға 20 милйон қута ваксинини селип болдуқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر