әрдоған чавушоғлуниң гиретсийә ташқи ишлар министириниң һәддини билдүрүп қойғанлиқини ейтти

әрдоған ташқи ишлар министири чавушоғлуниң гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийасниң әйибләшлиригә қайтурған җаваби үстидә: «ташқи ишлар министиримиз дендийасниң һәддини билдүрүп қойди. униңдин йумшақ муамилә қилалмайтти» деди.

1622722
әрдоған чавушоғлуниң гиретсийә ташқи ишлар министириниң һәддини билдүрүп қойғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда күнтәртипкә мунасивәтлик байанат бәрди.

у түнүгүн (2021-йили 15-апрел) гиретсийә ташқи ишлар министири дендийасниң чавушоғлу билән әнқәрәдә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида ейтқан сөзлири үстидә тохтилип: «наһайити әпсуски дендийас билән ташқи ишлар министиримизниң учришишида, иш ойлиғандәк болмиди. ташқи ишлар министиримиз дендийасниң бу муамилилири вә позитсийәсигә қарши һәддини билдүрүп қойди. униңдин йумшақ муамилә қилалмайтти. демисиму хәлқ вә дөләт болуш сүпитимиз билән бизгә йарашмайтти. дейишкә тегишлик гәпләрни қилип ишни түгәткән болди» деди.

у дендийасниң позитсийәсини тоғра көрмигәнликини әскәртип: «дендийасни қобул қилған вақтимда униңға, түркийә бикән гиретсийә оттурисида маслишиш мусаписи болсун, башқиларни арилаштурмайли дедим» деди.

у гиретсийә һөкүмитиниң ғәрбий тракйада баш муптини һазирғичә өзлири вәзипигә тәйинләватқанлиқини әскәртип: «1923-йилидики лозан шәртнамисигә асасланғанда, у йәрдики баш муптини вәзипигә тәйинләш һоқуқи йоқ. биз дөлитимиздә патрикларни вәзипигә тәйинлимәймиз. гиретсийәдики муптилиримизни вә имамлиримизни өзиниң мәмурий хадимиға охшаш вәзипигә тәйинләйду. бундақ қилиш, хәлқаралиқ қанунға хилап. бу мунасивәтлиримизниң зийанға учришиға сәвәб болиду. буниңдин кейин бу һәқтә нәтиҗә алимиз дедуқ, әмма уларда һечқандақ өзгириш йоқ» деди.

чавушоғлу түнүгүн әнқәрәгә зийарәткә кәлгән гретсийәлик мәнсәпдеши никос дендийас билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида,  асассиз әйибләшләрдә болған меһман министирға: «биз бу тунҗи учришишниң техиму иҗабий кәйпийатта давам қилишини үмид қилаттуқ, әмма никол дендийас бәхткә қарши интайин қобул қилғили болмайдиған әйибләшләрни оттуриға қойди. у алди билән, түркийәниң гретсийәниң игилик һоқуқиға хилаплиқ қилғанлиқини ейтти. биз буни қобул қилалмаймиз. түркийә җумһурийити өзиниң һәқ-һоқуқлирини, болупму шәрқий ақдеңизда вә қибрис түрк тәрәпниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа мәсул вә басқан қәдәмлиримизму бу һәқ-һоқуқлиримизни қоғдашқа қаритилған... бу йәрәг келип түркийәни әйиблисиңиз, мениң буларға җаваб бериш мәҗбурийитим бар. йәнә келип, биз түркийәдә рум ортодокс аз санлиқларни, рум ортодокс дәп қобул қилимиз. әмма силәр ‹мән түрк› дегән түркләрни ‹йақ, сән түрк әмәс, пәқәт сән мусулман› дейишиңлар инсанийлиққа игә әмәс, һәм хәлқаралиқ қанунға уйғун әмәс» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر