қалин исраилийәни әйиблиди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин исраилийә армийәсиниң ғәззәгә қилған һава һуҗумлирини әйиблиди.

1622754
қалин исраилийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: қалин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «исраилийәниң мубарәк рамизан ейида ғәззәгә қилған һава һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз. түркийә җумһурийити болуш сүпитимиз билән, исраилийәниң зулмиға қарши пәләстин хәлқиниң йенида икәнликимизни йәнә бир қетим тәкитләймиз, исраилийә һөкүмитини бу һуҗумларни дәрһал тохтитишқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر