чавушоғлу түркийә һәйитиниң май ейида мисирни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу май ейи (2021) ниң бешида түркийәдин бир һәйәтниң тәклипкә бинаән мисирни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди.

1621852
чавушоғлу түркийә һәйитиниң май ейида мисирни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан пирограммисиға қатнишип, күнтәртип тоғрисидики соалларға җаваб бәрди.

у мисир билән болған мунасивәтләр үстидә тохталғанда, дәсләптә икки дөләтниң истихбарат органлири оттурисида қурулған қаналниң ташқи ишлар министирлиқлири вастиси билән давам қилиши мәсилисидә пикир бирликигә игә икәнликлирини қәйт қилди.

у: «мисир түркийәдин бир һәйәт тәклип қилди. май ейида бир һәйәт мисирға бариду» деди.

у һәйәтниң муавин министирлар сәвийәсидә болидиғанлиқини, кейинчә өзиниң мисир ташқи ишлар министири билән көрүшүши мумкинликини әскәртти.

у йеқинқи йилларда гиретсийә билән болған мунасивәтләрниң кәскинләшкән һалда давамлашқанлиқини алаһидә тәкитләп, буниңға афена тәрәпниң һәддидин зийадә сәлбий позитсийәси сәвәбидин пәйда болғанлиқини қәйт қилди.

у гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийасниң бүгүн (2021-йили 15-апрел) әнқәрәдә зийарәттә болидиғанлиқини билдүрүп, икки дөләт оттурисидики дийалог вә йуқири дәриҗилик зийарәтләрниң әһмийитини тәкитлиди.

у икки қошна дөләтниң учришиш үчүн йавропа иттипақи йаки башқа дөләткә еһтийаҗлиқ әмәсликини әскәртип: «гиретсийә билән келишәлмигән мәсилилиримиз бар, буларни очуқ  вә сәмимий һалда сөһбәтлишишимиз керәк. биз барлиқ мәсилилиримизни сөһбәтлишишкә тәййармиз» деди.

у икки дөләт оттурисида өзара пикир алмаштуруш учришишлириниң қайта башланғанлиқини вә сийасий музакирәләрниң өткүзүлгәнликини билдүрүп, гиретсийәлик мәнсәпдеши билән келишәлмигән барлиқ мәсилиләр үстидә сәмимий шәкилдә сөһбәтлишишни пилан қилғанлиқини билдүрди.

у шиейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән қибрис йиғинлири тоғрисида мундақ деди:

«шималий қибрис түрк җумһурийитиниң сабиқ җумһур рәиси һөрмәтлик мустафа акинҗи билән бирликтә һәм б д т ға һәмдә йавропа иттипақиға әтигәндин кәчкичә федератсийә мәсилисини чүшәндурдуқ. бурун пикир бирлики һасил қилинған мәсилиләрдә арқиға қәдәм ташланди. әмма, җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасийадис, ‹мән бир нәрсә дейишни халимаймән› деди. рум тәрәп давамлиқ арқиға қәдәм ташлимақта. йәнә 30-20 йил музакирә қилсақму нәтиҗә чиқмайду. 53 йил музакирә қилдуқ, нәтиҗә чиқмиди. болмайдиған ишни зорлиғанниң пайдиси йоқ.»

у қарадеңиздики йирикчиликләр тоғрисида тохталғанда, түркийәниң қарадеңизниң тинчлиқ деңизи болушни халайдиғанлиқини, бу йәрдә барлиқ саһилдаш дөләтләрниң бир йәргә келип деңиз һоқуқи саһәлирини бәлгиләш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди.

у һазирқи украина-русийә йирикчиликиниң, қарадеңизниң тинчлиқ деңизи болушиға көләңгә чүшүридиғанлиқини әскәртип, түркийәниң бу мәсилини тинчлиқ билән һәл қилишни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.

у түркийәниң һәм русийә һәмдә украина билән йахши мунасивәтләргә игә икәнликини, очуқ вә сәмимий һалда сийасәт йүргүзгәнликини қәйт қилди.

америка парахотлириниң боғузлардин өтүшиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи үстидә тохталғанда, американиң буни түркийәгә ағзаки йәткүзгәнликини, һазирчә уқтурушниң йазмичә кәлмигәнликини билдүрди.

у парахотлар бүгүн өтмигән әһвалда 15 күн бурун билдүрүш мусаписиниң қайта башлинидиғанлиқини алаһидә әскәртип: «түркийә монтрө шәртнамисини иҗра қилиду. буниңдин русийә йаки башқа дөләт әндишә қилмаслиқи керәк» деди.

у қаидә-пиринсилар вә чәклимиләрниң наһайити ениқ икәнликини, боғузлардин өтүшниң бу рамкида болидиғанлиқини, қанал истанбул лайиһәсиниң монтрө шәртнамисигә хилап әмәсликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر