измирда онларчә мусапир қутқузувелинди

измирниң чәшмә вә дикили наһийәлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 117 нәпәр панаһланғучи қутқузувелинди.

1620775
измирда онларчә мусапир қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: чәшмә наһийәси деңиз тәвәликидә вәзипә өтәватқан түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси айропилани, бир камер кемидә бир түркүм панаһланғучиларниң барлиқини байқиди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи тәрипидин әвәтилгән қутқузуш кемиси һәрикәт һалитидики камер кемини тохтитип, униңдин 27 панаһланғучи билән бир йәлкәнлик кемидики 67 панаһланғучини қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

йәнә измирниң дикили наһийәси деңиз тәвәликидиму гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 23 панаһланғучи қутқузувелинди.

панаһланғучилар керәклик рәсмийәтләр беҗирилгәндин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر