әрдоған: түркийә башқурулидиған бомба технисиға игә муһим дөләткә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң һавадин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба техникисиға игә санақлиқ дөләтләрниң биригә айланғанлиқини ейтти.

1620993
әрдоған: түркийә башқурулидиған бомба технисиға игә муһим дөләткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «түркийә, һавадин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба техникисиға игә санақлиқ дөләтләрниң биригә айлиниш нишаниға йәтти. йаш техниклиримиз вә инженерлиримиз <гөктуғ> лайиһәси даирисидә тәтқиқ қилип йасап чиққан һавадин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомбамиз боздоған, дәсләпки етишта дәл нишанға тәгкүзди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر